Өлең, жыр, ақындар

Мәтін

 

30.09.2015ж

 

Тәкшүрүлди илмий мудир:             А. Сулайманов

Ана тили  3-синип

 

20-дәрис

Дәрисниң мавзуси

Мәтин

Умумий мәхсити

Мәтин тоғрисида чүшиниклирини кәңәйтип, һәртәрәплимә билим елишиға йөнилиш берип,  көнүкмиләрни орунлаш арқилиқ ойлаш, әстә сақлаш қабилиәтлирини тәрәққий әткүзүш

 Асасий  идеялар

Оқуғучиларниң дәрискә болған жавапкәрчилигини, қизиқишини ашуруш

Иш- һәрикәт түрлири

Топ билән, жүп билән ишләш һәрикәтлирини қелиплаштуруш.  Диалог арқилиқ бир-бири билән сөһбәтлишишкә үгитиш,  өзини-өзи рәтләшкә, баһалашқа үгитиш.

Күтилидиған нәтижә

-мәтин тоғрисида билиду;

-көнүкмиләрдики тапшурмиларни орунлап, соалларға жавап бериду;

Әхбаратлиқ қураллар

презентация, дәрислик

Муәллим һәрикити

Оқуғучи һәрикити

1.Дәсләпки рефлексия. Оқуғучиларни дәрискә тәйярлаш, топқа бөлүш.

2. Өй тапшурмисини сораш.

3.Дәрис мәхсити вә күтилидиған нәтижә билән тонуштуруш.

Дәрисниң мавзусини ечиш

4. Йеңи мавзуни чүшәндүрүш

1-тапшурма: Сүрәтләр билән иш

Топқа сүрәтләр берилиду.

5. Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш

69-көнүкмә.Оқуп мәтин екәнлигини дәлилләш.

Метрониң сүритини көрситиш.

 

70-көнүкмә

Мәтинни еғизчә орунлитиш.

Гюрза иланиниң сүритини көрситиш.

 

Рефлексия (сәгәклик минут)

 

 

 

3-тапшурма. 71-көнүкмә. Көчирип язиду.

 

 

6. Йеңи мавзуни чүшәнгинини тәкшүрүш                                                                                               

1.3 топқа бөлүнүш

 

2. Берилгән тапшурмиларни ейтип бериду.

3.Мавзу бойичә немә билимиз?

Мәтин-мәзмун жәһәттин бағланған жүмлиләр. Мәтин-нутуқниң язма шәкли. Мәтинниң мавзуси болиду. Мавзу мәтиндә немә һәққидә сөз болидиғанлиғини билдүриду.

1. Топ билән иш.

Сүрәтләргә мавзу қойиду.

 

  1. Мәтингә мавзу қоюш.
  2. Мәтинниң қисимлирини ениқлаш.
  3. Метро дегинимиз немә вә уни көргәнләр барму? Сөһбәтлишиш.

 

  1. Мәтинни оқуйду.
  2. Мәтингә мавзу қойиду.

 

 

 

 

 

 

  1. Мәтинни көчирип язиду.
  2. Мәтинниң  қисимлирини ениқлайду.

 

 

 Топ билән иш.

Баянлаш, тәсвирләш, муһакимә қилиш мәтинлири тоғрисида қаидиләрни ейтип бериду.

  1. Бирәр болған вақийә тоғрисида ейтилған мәтинни баянлаш мәтини дәймиз. Униңға немә болди? Дегән соал қоюлиду.
  2. Бирәр вақийә, тәбиәт һадисилири һәм адәм вә нәрсиләр тәсвирләнсә, у тәсвирләш мәтини дәп атилиду. Қандақ дегән соалға жавап бериду.
  3. Бирәр вақийәниң, нәрсиниң сәвәвини билдүрсә, у муһакимә қилиш мәтинигә ятиду. Немишкә? Дегән соал қоюлиду.

 

7. Дәрисни йәкүнләш

Хуласә чиқириш (Блум таксономияси)

 

Немә билимән? Немини билгим келиду? Немә қошар едим?

Баһалаш: баһалаш критерийлири арқилиқ баһалаш

  • қаидини билиш
  • мәтин түрлири
  • Тапшурмини орунлаш

 

Өзигә вә башқа оқуғучиларға баһа қоюш

8.Өйгә тапшурма бериш:  Қаидә ядлаш. Чөчәк оқуп келиш.

Тапшурмини орунлаш


Пікірлер (1)

Пікір қалдырыңыз


Қарап көріңіз