Алматы облысы, Панфилов ауданы, Жаркент қаласы
«Билал-Назим атындағы орта мектеп мектепке дейінгі шағын орталығымен» КММ
Бастауыш сынып мұғалімі: Гаитова Розбуби Ибуллаевна
Дәрисниң мавзуси: Тәмбир. Сатар. Ғежәк. Равап.
Дәрисниң мәхсити:
а. Оқуғучиларға уйғур хәлқиниң миллий саз әсваплири тоғрисида чүшәнчә бериш.
б. Тил байлиғини риважландуруш, ипадилик оқушқа адәт/ш .
в. Эстетикилиқ тәрбийә бериш.
Дәрисниң түри: топ билан иш.
Дәрисниң усули: чүшәндүрүш,соал-жавап
Дәрисниң көрнәкилиги: дидактикилиқ материаллар, кроссворд, буклет, фишкилар, постер.
Дәрисниң бериши:
І. Уюштуруш қисми. (Синипни түгәлләш. Дәрискә жәлип қилиш.)
1. Топқа бөлүш.(фишкилар арқилиқ)
2. Топ башчисини сайлаш.
3. Шатлиқ чәмбирини қуруш.(Бир-биригә яхши тиләкләрни ейтиш)
ІІ. Өй тапшурмисини сораш. Дутар шеирини ядқа сораш.
ІІІ. Өй тапшурмисини йәкүнләш. Кроссворд.
ІV.Йеңи мавзу.
1. Соал-жавап.
- Миллий әнъәниләргә немиләр ятиду ?
- Миллий саз әсвапларни биләмсиләр?
- Уларни атап беринлар?
- Қазақ хәлқиниңчу?
Луғәт билән иш.
Ханиш - сайриса
Жор - тәңкәш
1. Шеирниң автори билән тонуштуруш. Ташполат Намәтов
2. Шеирни үнлүк, ипадилик оқуп бериш. (Сүрәтлирини көрситиш.)
Тәмбир.
Булбулдәк ханиш қилса,
Соғ симлар кирип тилға.
Аһаңлири долқунлап,
Һисларни қозғар дилға.
Һә, мәнму сени челип,
Акамдәк жараңлатсам.
Қәлбим туйғулирини,
Тәң - тушларға аңлатсам.
Сатар.
Көп сазларниң ичидә,
Авазиңдин тонуймән.
Күйләрдә қилған йүксәк,
Пәрвазиңдин тонуймән.
Әсирләрдин жор болуп,
Кәлдиң муқам бешиға.
Бәлки шундин айландиң,
Хәлқимниң сирдишиға.
Ғежәк.
Тартсам әгәр каманни,
Муңлириңни төкисән.
Әсәрләрдин бағриға,
Сазиң билән чөкисән.
Сазиң муңлуқ болсиму,
Бәк яқисән сән маңа.
Чүнки әждаттин қалған,
Болғач қутлуқ ялдама !
Қәшқәр равави
Бешиң кичик, сепиңда,
Һәр хил ушшақ пәдәң бар.
Өзгә сазға охшимас,
Қияпәң бар, гәвдәң бар.
Авазиң зиң чиқиду,
Қолға елип, чалсам мән.
Сени челип достлириң,
Көңлини бир алсам мән.
3. Мәзмунини ечиш.Һәр бир әсвап тоғрисида чүшәнчә бериш.
V. Пишиғдаш.
- Китап билән иш.Балиларға үнлүк оқутуш.
1-топ -тәмбир
2- топ - сатар
3- топ - ғежәк
4- топ - - равап
VІ. Йәкүнләш.
Постер билән иш. (1-топ тәмбирниң, 2-топ сатарниң, 3-топ ғежәкниң, 4-топ равапниң сүритини салиду)
VІІ. Баһалаш. (Фишкиларни санаш, рефлексия йезиш)
VІІІ. Өйгә. (1-топ тәмбирниң, 2-топ сатарниң, 3-топ ғежәкниң, 4-топ равапниң шеирини ядлаш).
- Асқар Сүлейменов
- Асқар Сүлейменов
- Асқар Сүлейменов
- Асқар Сүлейменов
Барлық авторлар
Ілмек бойынша іздеу
Мақал-мәтелдер
Қазақша есімдердің тізімі